29
апрель
2022
Илья Бәхтияниң 90 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған устазлар арисидики "Милләт пәхри - Илья Бәхтия" намлиқ мусабиқә.
Йеқинда Уйғур наһийәси Чонжа йезисидики № 5 оттура мәктивидә уйғур тили пән муәллимлири Ш. Абдрахманова, Р. Хитахунова, Э. Тохтахунованиң уюштуруши билән поэзия сәрдари, сөйүмлүк шаиримиз Илья Бәхтияниң 90 жиллиқ тәвәллудиға мунасивәтлик устазлиримиз арисида чоң мусабиқә өткүзүлди. Шаир һаяти, ижадийити, шеирийити бойичә пухта тәйярланған һәр хил пән муәллимлириниң тәйярлиғи, һәқиқәтәнму, қәлбләрни чоңқур һаяжанға бөләп, Шаиримиз үчүн пәхирлиниш, мақтиниш, ғурурлиниш сезимлиримизни техиму ашурди.